Добавил:
Upload Опубликованный материал нарушает ваши авторские права? Сообщите нам.
Вуз: Предмет: Файл:
Қазақстан тарихи жаваплири.docx
Скачиваний:
2
Добавлен:
01.07.2025
Размер:
2 Мб
Скачать
☆

2. Түрк дәври вә «Түрк» аталғуси.

«Түрк дәври» VІ-ХІІІәә. арилиғини өз ичигә алиду. Бу дәвир қазақ дөләтчилигиниң түрк дәври дәп атилиду. Сәвәви бу дәвирдә Қазақстанда түркий тиллиқ, урпи адити, динний етиқати бир дөләтләр һөкүм сүрди. Түрүк хақанлиғиниң асасий тәркиви түркий тиллиқ хәлиқләрдин ибарәт болди. Уларниң ичидә бесим көпчилигини теле қәбилиси тәшкил қилди.Теле-түркий тиллиқ қәбилиләрниң умумий нами. Хитай тәзкириси бойичә теле сөзидин түрк аталғуси қелиплашқан. Түрк хақанлиғиниң тәркивигә оттуздин ошуқ теле қәбилиси киргән. Уларниң ичидә қирғиз,оғуз,уйғур,дулу,үйсүн вә б. түркий тиллиқ қәбилиләр болди.

«Түрк» этноними дәсләп хитай жилнамилирида 542-жиллири атилиду. Хитай жилнамилири түркиләрни һунларниң әвлади дәпму атиған.

Түрк йезиғиниң сирини ачқан даниялик алим Вильгельм Томсон хитайчә «ту-кю» дәп аталған хәлиқ «түркиләр» екәнлигини дәлиллиди.

Илимда «түрк» аталғуси һәққидә пикирләр көп. Академик А.Канонов – «ту-кюе» (түркүт) сөзини – Алтайни макан әткәнләр дәп чүшәндүриду. Француз алимлири Клапрот, Ремюза бойичә – «ту-кюе» (тақия, допа) – баш кийим дәп көрситиду. Хитайшунасчи Бичурин, Шмидт – «ту-кюе» сөзини маңғолниң –дудига сөзи билән бағлаштуруп - дулуға дәп авдуруп, лекин улар «ту-кюе» моңғоллар дәп һесаплайду .

Түрк дегән сөз алди билән ру башчилириға тәәллуқ болса кейинирәк шуларға беқинған хәлиқниму шундақ дәп атап кәткән. Кейин түрк дегән аталғу сәясий мәнаға егә болған.

3. Қарлуқ дөлитиниң территориясини хәритидин көрситиң.

Язма мәнбәләрдә қарлуқлар V әсирниң тирәк қәбилилириниң тәркивидә учришиду. Хитай дерәклиридә қарлуқларни булақ қәбилиси алтай әтрапини маканлайдиғини ейтилиду. Һә VII әсирниң башлиридики Хитайниң «Таңшу сулалиси хроникисида» қарлуқларниң түркий тиллиқ қәбилиләрниң бир тармиғи екәнлиги, уларниң тәркивидә булақ, чиғил, ташлиқ дегән қәбилиләр бар екәнлиги ейтилиду. Қарлуқларниң асасий орунлашқан йәрлири Алтай теғидин Балхаш көлигичә болған арилиқ. Әрәпләр билән күрәштә Сулу хақанниң Оттура Азия йери Тохаристанда урушқанлиғи мәлум. Буниңдин қарлуқларниң Оттура Азияни маканлиғинини ейтишқа болиду. Һә Күлтекин йезиғида Қарлуқларни қирип, бесип алдуқ дегән мәнбә уларниң Шәрқий Түрк хақанлиғи тәркивидә болғанлиғини билдүриду.Мошу мәғлубийәттин кейин, шундақла Уйғурлардин йеңилгәндин кейин қарлуқлар Йәттисуға көчкән. Алтай теғидин Сирдарияниң оттура еқимини макан әткән қәбилиләр-қарлуқлар.

23-Билет

  1. Оттура таш дәвриниң алаһидилиги.

  2. Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар вә айримичилиқлар.

  3. Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң.

Жавави:

  1. Оттура таш дәвриниң алаһидилиги.

Мезолитниң хронологиялик чеки-б.э.б. 12-5-миң жиллиқларни өз ичигә алиду. Умумән, Қазақстан йеридә мезолит ядикарлиқлири аз тепилған. Палеолитниң айиғи билән мезолитниң бешида чоң тәбиий-климатлиқ өзгүрүшләр орун алди. Йәр бетини бесип алған муз ериди, һазирқиға охшаш өсүмлүкләр билән жаниварлар шәкилләнди. Мезолит дәвриниң чоң йеңилиғи-микролитлар, йәни узунлиғи 1-2 сантиметрлиқ ушшақ ташлардин ясалған қураллар. Микролит дегән сөзниң мәнаси-ушақ таш. Мезолит дәвриниң йәнә бир асасий йеңилиғи нәйзә билән оқ яниң кәшип қилиниши. Оқ я һайванни жирақтин овлашқа мүмкинчилик бериду. Бурунқи нәйзиләргә қариғанда оқ я овчулиқниң ролини техиму арттурди. Овчилиқ мошу дәвирдики адәмләрниң асасий кәсип түригә айланди. Сәвәви мезолитта мамонт, мөңгүз тумшуқ охшаш чоң һайванлар топ-топ жүрмәтти. Әндиликтә мезолитлиқлар ушақ һайванларниң арқисидин жүгрәшкә мәжбур болди. Униңға вақитма, күч қувәтмә керәк болди. Мезолит дәвриниң адәмлири бир жайда узақ турмиди. Улар һәр вақитта һайванлар арқисида көчүп жүрди. Мезолитлик овчилар Иртиш, Есил, Тобыл, Торғай, Яйик дәриялириниң вадилирида яшиди. Қазақстан территориясидә жигирмидин ошуқ туралғулар тепилди.