Добавил:
Upload Опубликованный материал нарушает ваши авторские права? Сообщите нам.
Вуз: Предмет: Файл:
Қазақстан тарихи жаваплири.docx
Скачиваний:
2
Добавлен:
01.07.2025
Размер:
2 Мб
Скачать
☆

2. Қазақстан Жумһурийитидики сәясий партияләр вә жәмийәтлик бирләшмиләрниң паалийитидики охшашлиқлар билән айримичилиқларни селиштуруп олтуруп тәһлил қилиң.

1980-жилниң айиғи 1990-жилниң бешидики ихтисадий-ижтимаий вә сәясий саһалардики ислаһатлар һәр хил ижтимаий топларниң һоқуқлири вә мәнпийәтлирини қоғдаш үчүн жәмийәтлик бирләшмиләрни қурушқа дәвәт қилди. 1991-жили 27-июнда «Қазақ КСЖ-дики жәмийәтлик бирләшмиләр һәққидә» Қазақ КСЖ Қануни қобул қилинди. 1996-жили Қазақстан Жумһурийитиниң «Жәмийәтлик бирләшмиләр» вә «Сәясий партияләр һәққидә» Қанунлири, 2002-жили Қазақстан Жумһурийити «Сәясий партияләр һәққидә» қануни қобул қилинди. Аста-аста «Қазақстанниң хәлиқ конгреси», «Алаш», Қазақстанниң социал-демократиялик партияси, Қазақстанниң Социалистик партияси, Қазақстанниң Жумһурийәтлик партияси охшаш парияләр «Лад» жумһурийәтлик славянлар һәрикити, «Азат» Қазақстанниң пухралиқ һәрикити, «Единство» һәрикити, «Әдилет» тарихий-мәрипәтчилик, «Поколение» пенсионерлар һәрикити в.б. қурулди.

Айримичилиқлири, Һәрикәт, бирләшмә – пухраларниң сәясий, ижтимаий, ихтисадий, мәдәний саһаларға бағлиқ көз қарашлирини билдүридиған, мәнпийәтлирини қоғдайдиған тәшкилатлар. Улар жәмийәттики бәлгүлүк-бир проблемини йешиш үчүн қурулуп, шу проблема йешимини тапқан әһвалда өз паалийитини тохтитиши мүмкин. Һә, тәшкилат қайси әһвалда өзгә мәсилини көтүрүш үчүн ишини давамлаштуруп яки партия болуп қайта қурулиду. Партия –сәясий тәшкилат, униң мәхсити бийликкә қол йәткүзүш. Партия жәмийәт вә дөләт арисида бағлаштурғучи хизмәт атқуриду. Сәвәви у, әң алди билән өз паалийитидә хәлиқниң мәнпийитини көзләйду. Партиялик система жәмийәтни демократияландүрүш вә ички сәясий турақлиғини күчәйтиш жәриянида муһим роль атқуриду.

Охшашлиқлири: Қандақ саһада қурулмисун әң алди билән хәлиқ мәнпийитини көзләйду, жәмийәттики бәлгүлүк-бир мәсилиләрни йешишкә йөнәлдүриду. Униң алдиға қойған мәхсәтлирини вә партияниң программилиридин байқашқа болиду. Жәмийәтлик һәрикәтләрму, сәясий партияләрму жәмийәттә һәр хил көз қарашларни, демократияләштүрүшни риважландурушқа өз үлүшини қошиду.

Әһмийити:Сәясий партияләр вә жәмийәтлик һәрикәтләрниң дунияға келиши хәлиқниң сәясий аң-сәвийисини, шундақла сәясий мәдәнийитини шәкилләндүрүшигә тәсир қилиду.

3.Чағатай улусиниң территориялирини хәритидин көрситиң.

Чағатай – Чиңғизханниң иккинчи балиси, униңға Жәнубий вә Жәнубий-Шәрқий Қазақстан (Йәттису территорияси) вә Оттура Азия, Шәрқий Түркстан йәрлири берилгән. Улусниң мәркизи – Алмилиқ шәһири. Чағатайниң язлиқ пәйтахти Или дәрияси бойидики Қуяш дегән йәрдә болған.

24- билет

1.Һунлар мәмликитиниң қурулуми.

2.Планлиқ ихтисат вә базар ихтисади арисидики алаһидиликләр.

3.ХІХ әсирдики падиша һөкүмитиниң мустәмликичилик сәяситигә қарши болған миллий азатлиқ һәрикәтләр болған территорияләрни хәритидин бәлгүләң.

Жавави:

1.Һунларниң дөләтлик түзүми.

Һунлар бирләшмисигә келип чиқиши жәһәттин һәр хил қәбилиләр вә этникилиқ сәясий бирләшмиләр киргән. Һунларниң дөлити һәрбий принцип бойичә қурулуп : сол қанат, мәркизий қанат вә оң қанатқа бөлүнгән. Дөләтниң шаньюдин кейинки асаслиқ шәхслири «түмәнбеши» дәп атилидиған бәгзадиләр болған. Улар шаньюниң оғиллири,инилири, йеқин туққанллири еди. Улар 24 уруққа бөлүнгән, уларни мошу бәгзадиләр башқурған. Уларниң һәр қайсисида 10 миңдин атлиқ ләшкәрлири болған. Түмәнбеши миң бешини, йүзбешини вә онбешини тайинлатти. Әр кишиләрниң һәммиси мәлум бир һәрбий мәшиқләрни өткүзүп, қурал-ярақ, оқ я , қилич, нәйзә елип жүрүшкә тегишик болған. Һунларда лавазимлар билән алий әмәл әвлаттин-әвлатқа қалдурулған. Башқуруш аппаратини мәбләғ билән тәминләш үчүн хәлиққә селиқ селинди. Һунларниң өзлиригә хас һоқуқ қоғдаш системиси болған. Еғир жинайәт билән вапасизлиқ қилғанларға өлүм жазаси кесилгән.Ушшақ жинайәт қилғанларниң үзини тилған в.б жазалар қоллинилған. Империяниң башқуруш топи уруқ – қәбилә ақсүйәклиридин қурулған еди. Барлиқ бәгзадиләр «Асманға, Йәргә, ата-бовилириниң әрвалириға вә асмандики тәңригә беғишлап қурванлиқ өткүзүш үчүн» жилиға үч қетим шаньюйниң алдиға ақсақаллар кеңишигә жиғилған. Жиғилғанларниң барлиғи шаньюйниң туққанлири еди. Улар дөләтлик ишларни талқилиди.